гиватемалада қисмән җиддий һаләт елан қилинди

гватемала һөкүмити, 3 әскәрниң зәһәрлик чекимлик әткәсчилири тәрипидин өлтүрүлүшидин кейин дөләтниң бәзи җайлирида җиддий һаләт елан қилди.

1264206
гиватемалада қисмән җиддий һаләт елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: гватемала һөкүмити, чарлаш елип бериватқан үч әскәрниң һуҗумға учрап җенидин айрилишидин кейин, дөләтниң бәзи җайлирида җиддий һаләт елан қилинғанлиқини؛ җиддий һаләтниң изабал, закапа, әл прогресо, петен вә алта верапаз районлириниң охшаш болмиған йеза – базарлирида иҗра қилинидиғанлиқини уқтурди.

қарар, 30 күн бойичә йиғилиш өткүзүш, қорал елип йүрүш вә ақтуруш буйруқи болмай туруп тутқун қилишқа туруш дегәндәк асасий қанун тәрипидин капаләт астиға елинған һәқ – һоқуқларни тоңлитип қойулушини мәзмун қилиду.

гватемала пирезиденти җиммй моралес, әскәрләргә қилинған һуҗумниң пәрдә арқисида зәһәрлик чекимлик әткәсчилириниң барлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر