«трамп бовақ» копенһагенда һаваға қойуп берилди

америка пирезиденти доналд трамп зийарәт қилған көпинчә дөләтләрдә оттуриға чиққан «трамп бовақ шари» данийә пайтәхти копенһагендиму һавада ләйлимәктә.

1262870
«трамп бовақ» копенһагенда һаваға қойуп берилди
bebek trump balonu danimarka1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трампниң 2вә 3сентәбирдә данийәдә рәсмий зийарәттә болидиғанлиқи елан қилинғандин кейин, иҗтимаий таратқу арқилиқ тәшкилләнгән бир гуруппа намайишчи униң зийарити җәрйанида «трамп бовақ шари» ни копенһаген асминиға қойуп беришкә рәсмий рухсәт алди.

гәрчә доналд трамп данийә баш министири метте федерексенниң «гиронландийә сетилидиған мал әмәс» дегән байанатиға аччиқлинип зийарәтни әмәлдин қалдурған болсиму, лекин намайишчилар трамп бовақ шарини пайтәхт копенһагенниң әң ават мәйданлирдин конгенс нийтировда һаваға қойуп бәрди.

мәйданға топлашқан намайишчилар доналд трампқа наразилиқ билдүрди.

намайишчилар доналд трампниң бир дөләтни сетивелиш пикрини тилға елишиниң толиму тәлвиләрчә һөрмәтсизлик болғанлиқини ейтти.

данийә баш министири метте федерексен данийәгә қарашлиқ дунйа бойичә әң чоң арал һесаблинидиған гиронландийәни американиң сетивелиш пикригә қарита «әхмиқанә» дәп баһа бәргәндин кейин, доналд трамп 2вә 3сентәбирдә данийә  зийаритини әмәлдин қалдурған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر