әсәд күчлири идлибтики аһалиләр районлирини бомбардиман қилишни давамлаштурмақта

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити идлибниң җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш райони тәвәликидики аһалиләр районлирида елип барған һавадин зәрбә бериш һәрикәтлиридә 6 пуқра җенидин айрилди.

1259736
әсәд күчлири идлибтики аһалиләр районлирини бомбардиман қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: өктичиләрниң айропилан көзитиш мәркизиниң билдүрүшичә, әсәд һакимийитиниң уруш айропиланлири түнүгүн идлибниң җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш райони тәвәликидики наһийә вә йезиларға һавадин һуҗум қилип, 6 пуқраниң җениға замин болған.

сүрийәниң ғәрбий шималий қисмиға җайлашқан идлиб вилайити 2011 - йили ички уруш башланғандин тартип өктичиләрниң қәләси дәп қарилип кәлмәктә. дөләт ичидики көчүшләр сәвәбидин нопуси 4 милйонға йәткән идлиб шәһәр мәркизи 2015 - йили март ейида өктичиләрниң контроллуқиға өтти. идлиб бәшшар әсәд һакимийити асаслиқ зәрбә обйекти қилған районларниң бири һесаблиниду.

сүрийә кишилик һоқуқни көзитиш өйи 2019 - йили 26 - апрелдин 19 - авғустқичә бәшшар әсәд һакимийити вә русийәниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға қилған һуҗумлирида, кәм дегәндә 843 пуқраниң өлгәнликини елан қилди.

идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районидики аһалиләрниң көчүш һалитини йеқиндин көзитиватқан вә истатистика қиливатқан сүрийә мудахилә қилиш ишлирини маслаштуруш мәркизиниң мәлум қилишичә, түркийә билән русийә оттурисида 2018 - йили 17 - авғустта имзаланған идлиб келишимидин буйан райондики 945 миң 992 киши йурт-маканлиридин айрилған.


خەتكۈچ: #идлиб , #сүрийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر