непалда 2 киши йолвасниң һуҗумиға учрап җенидин айрилди

бардиа очуқ хәлқ бағчиси мәсуллири йеқинқи бир һәптидин буйан бағчиға йеқин олтурақ районда йолвасларниң инсанларға һуҗум қилишни башлиғанлиқини билдүрди.

1259334
непалда 2 киши йолвасниң һуҗумиға учрап җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар бури вә герува йезилирида бирси 71 йашлиқ, йәнә бирси 56 йашлиқ икки кишиниң йолвасниң һуҗумиға учраш сәвәбидин өлгәнликини уқтурди.

алақидар мәсуллар йеза хәлқини хәлқ бағчиси әтрапида йолвасларниң һуҗумидин пәхәс болуш һәққидә агаһландүрди.

непалниң бардиа хәлқ бағчисидики 87 йолвасни қошқанда, непалда җәмий 235 йолвасниң йашаватқанлиқи тәхмин қилинмақта. 


خەتكۈچ: #йолвас , #непал

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر