русийәдә бир америка пуқраси җасуслуқ билән әйиблинип қамаққа елинди

русийәдә җасуслуқ билән әйиблинип қамаққа ташланған америка пуқраси паул веланниң тутуп турулуш муддити узартилди.

1257463
русийәдә бир америка пуқраси җасуслуқ билән әйиблинип қамаққа елинди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт москвадики лефортовески сот мәһкимиси, веланниң тутуп турулуш вақтини 29 өктәбиргичә узартишқа һөкүм қилди.

паул велан алдинқи йили декабирда москвада җасуслуқ қилиш билән әйиблинип, русийә федератисйә бихәтәрлик тәшкилати «FSB» тәрипидин назарәткә елинған, кейин мәһкимә қамаққа елиш җазаси бәргәндин кейин түрмигә ташланған иди.

сот мәһкимиси алдинқи қетим паул веланниң 29 - авғустқичә тутуп турулиши керәкликигә һөкүм қилған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر