америка түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумни әйиблиди

америка, сүрийәниң идлиб шәһиридики 9 – номурлуқ көзитиш орниға кетиватқан түркийә әскәрлири вә идлибтики пуқраларға қаритилған һава һуҗуми тоғрисида байанат елан қилди.

1255166
америка түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси морган ортагус, сүрийәниң идлиб шәһиридики 9 – номурлуқ көзитиш орниға кетиватқан түркийә әскәрлири вә идлибтики пуқраларға қаритилған һава һуҗуми тоғрисида иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, бәшшар әсәд һакимийити вә иттипақдашлири идлибта һасил қилинған оқ чиқиришни тохтитиш һалитигә дәрһал қайтиши керәк. (түнүгүн) түркийә әскәрлиригә қилинған хаинларчә һава һуҗумидин кейин, пуқралар, инсаний йардәм бериш хадимлири вә биналар рәһимсизләрчә һуҗумға учриди. ахирлишиши керәк болған бу зораванлиқни әйибләймиз» деди.

русийәниң һимайиси астидики бәшшар әсәд һакимийити сүрийәниң идлиб шәһиридики 9 – номурлуқ көзитиш орнитиға кетиватқан түркийә әскәрлиригә һавадин һуҗум қилған؛ вәқәдә 3 пуқра җенидин айрилған, 12 пуқра йариланғаниди.

дөләт мудапиә министирлиқи бу һәқтә байанат берип, «келишимләргә хилап һаләттә елип берилған бу һәрбий һәрикәтләр нәтиҗисидә арқа сәп йоллири үзүлүп қелиш хәвпигә дуч кәлгән 9 – номурлуқ көзитиш нуқтисиниң бихәтәрликини капаләткә игә қилиш, арқа сәп йоллириниң раванлиқини сақлаш вә райондики пуқралар, бигунаһ кишиләрниң һайатиниң хәвпкә учришиниң алдини елип, тәрәпләр арисидики сүркилишни азайтиш мәқтисидә 19 – авғуст саәт 05:30 да өзара маслишишни ишқа ашуруш үчүн алдин русийә тәрәпкә мәлумат берилгәндин кейин, районға әскәр йөткәш хизмити башлиди. мәзкур әскәрләр бәлгиләнгән нуқтиға қарап кетиватқан әснада (йәни) саәт 08 дин 55 минут өткәндә һава һуҗумиға учриди, һуҗумда вәқә районидики 3 пуқра җенидин айрилди, 12 пуқра йариланди» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи һуҗумни әйибләш билән биргә тегишлик чарә –тәдбирләрниң дәрһал йолға қойулушини тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر