италийәдә һөкүмәт киризиси йаманлашмақта

италийәдә бирләшкә һөкүмәт ичидики киризис барғансери йаманлашмақта.

1252458
италийәдә һөкүмәт киризиси йаманлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: италийә палатаси омумий кеңиши пикрий җәһәттин ихтилап туғулған  тез сүрәтлик пойиз лайиһәсиниң авазға қойулушидин кейин, түнүгүн җиддий йиғин чақирди. йиғинда тәклипләр рәт қилинди. палата бу һәқтә йеңи күнтәртип бекитмиди. шуниң билән, һөкүмәт киризисни бир һәптә кечиктүргән болди.

италийә таратқулири, 20 – авғуст сәйшәнбә күни баш министир гиусеппе контениң нутиқидин кейин вәзиписидин истепа беридиғанлиқини хәвәр қилди.

италийәдә узундин буйан пикир ихтилаплири сәвәбидин зитлишип қеливатқан бирләшмә һөкүмәтниң шериклиридин лиг партийәсиниң рәһбири маттео салвини, һөкүмәт парламентта көп санлиқ салаһийитини йоқитип қойғанлиқи үчүн, муддәттин бурун сайлам өткүзүлүши тоғрулуқ чақириқта болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر