рабийә мәйдани бошитилғандин буйан 60 миң киши зинданға ташланди

мусулман қериндашлар тәшкилатиниң баш катипи мәһмуд һүсәйин мисирниң пайтәхти қаһирәдики рабийә вә нәһдә мәйданлири 2013 – йили 14 – авғуст күни қорал күчи билән мәҗбурий бошитилғандин буйан 60 миң кишиниң зинданға ташланғанлиқини билдүрди.

1252381
рабийә мәйдани бошитилғандин буйан 60 миң киши зинданға ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: һүсәйин рабийә мәйдани бошитилғанлиқиниң 6 йиллиқи мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән конферанста қилған сөзидә, рабийә вә нәһдә мәйданлириниң бошитилишиниң заманиви мисир тарихидики қанунлуқ һәқ – һоқуқлрини тәләп қилған инсанларға қарши йүргүзүлгән қәтлиам икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу қәтлиамни йүргүзгәнләргә қарита қилини тәвритипму қоймиғанлиқини,  қаһирәдики рабийә вә нәһдә мәйданлири 2013 – йили 14 – авғуст күни қорал күчи билән мәҗбурий бошитилғандин буйан 60 миң кишиниң зинданға ташланғанлиқини, мисирниң демократик йоллар арқилиқ сайлан тунҗи пирезидент муһәммәд мурсиниң  теббий еһтималлиқлар нәтиҗисидә шеһит болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу әң қорқунучлуқ бир сийасий риқабәттур вә әң әхлақсизлиқларчә интиқам еңидур. мисир нөвәттә баштин кәчүрүватқан иқтисадий, сийасий вә иқтисадий киризисләр түпәйли пирезидент  сисиниң һакимийити анчә узун давамлишалмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر