ливийәдә тоқунушлар давамлашмақта

ливийәдә уруш тохтитиш келишимигә қаримай тоқунушлар давамлашмақта.

1252013
ливийәдә тоқунушлар давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң пайтәхти траблусниң җәнубидики бәзи районларда миллий кеңәш һөкүмитигә қарашлиқ қисимлар билән генерал хәлифә һәфтәр күчлири оттурисида тоқунушлар давамлашмақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң чақириқиға асасән қурбан һейт мунасивити билән уруш тохтитиш келишими һасил қилинған болушиға қаримай, әйн зара, һәлләт әвн, айродурум йоли вә траблусниң җәнубий қисимлирида тоқунушлар йүз бәрмәктә.

миллий кеңәш һөкүмити йәкшәнбә күни елан қилған байанатида, һәфтәр күчлириниң келишимгә хилаплиқ қиливатқанлиқини уқтурғаниди.

генерал хәлифә һәфтәр өзигә қарашлиқ қисимларға пайтәхт траблусни қолға чүшүрүш үчүн 4 – апрел күни һуҗумға өтүш тоғрулуқ буйруқ чүшүргән, буниңға асасән хәлқаралиқ қанунлуқ салаһийәткә игә болған миллий кеңәш һөкүмитиму атакиға өткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر