трамп: ким җоңун кәчүрүм сориди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп шималий корейә рәһбири ким җоңунниң өзигә мәктуп йоллап, қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба синақлири үчүн кәчүрүм сориғанлиқини ейтти.

1251354
трамп: ким җоңун кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «ким җоңун маңа йоллиған мәктубида, қисқа мусапилиқ башқурулидиған бомба синақлири үчүн күчүрм сорайдиғанлиқини, америка – җәнубий корейә қошма һәрбий манивери ахирлашқан һаман музакириләргә башлашни үмид қилидиғанлиқини билдүрди. униң билән пат йеқинда көрүшүшни үмид қилимән. йадро қораллири болмиған шималий корейә, дунйа бойичә әң мувәппәқийәтлик дөләтләрдин биригә айлиниду.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң байанатлири, икки рәһбәрниң һәр йили сентәбир ейида нийу йорк шәһиридә чақирилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғини җәрйанида бир йәргә җәм болуш еһтималлиқиниң барлиқиға алақидар анализларниң елип берилишиға сәвәб болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر