танзанийәдә йүз бәргән партлаш нурғун кишиниң җениға замин болди

танзанийәниң морогоро шәһиридә бир нефит аптомобилиниң партлиши нәтиҗисидә кәм дегәндә 62 киши һайатидин айрилди.

1251142
танзанийәдә йүз бәргән партлаш нурғун кишиниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: танзанийәниң бурунқи пайтәхти вә әң чоң шәһири даруссаламдин 200 километир йирақлиққа җайлашқан морогоро шәһири әтигән тәрәпләрдә бир нефит аптомобилиниң партлиши нәтиҗисидә нурғун адәм һайатидин айрилди.

районлуқ сақчи идарисиниң комиссари стевен кабвениң билдүрүшичә, партлашта 62 киши һайатидин айрилған, көп санда адм йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر