булғарийә пирезиденти америкидин уруш айропилани сетивелиш келишимини рәт қилди

булғарийә пирезиденти румен радев, парламентниң мақуллуқидин өткән америка қошма иштатлиридин уруш айропилани сетивелишни мәзмун қилған келишимни имзалашни рәт қилди.

1241501
булғарийә пирезиденти америкидин уруш айропилани сетивелиш келишимини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийә пирезиденти румен радев, парламентниң мақуллуқидин өткән америка қошма иштатлиридин 1 милйард 200 милйон долларға 8 данә «F-16 Block 70» типлиқ уруш айропилани сетивелишни мәзмун қилған келишимни имзалашни рәт қилди.

бурун булғарийәниң һава армийә қомандани болупму вәзипә өтигән радев, парламентқа йоллиған рәт қилиш сәвәблири қатарида «булғарийә бу айропиланларни сетивелиш үчүн узун мәзгиллик қәрз елишиға тоғра келидиғанлиқини, йәнә келип келишим тоғрисида дөләт ичидә бирдәлик һасил қилиналмиғанлиқини, буниң күчлүк әндишә пәйда қилғанлиқи»ни қәйт қилди.

румен радев йәнә рәт қилиш сәвәбини байан қилип, сетивелинидиған айропиланларниң «қорал вә сәплимилириниң йетәрлик әмәсликини, қошумчә чиқим қилишқа тоғра келидиғанлиқи» ни илгири сүрди.

пирезидент радев тәрипидин рәт қилинған келишимгә алақидар қарар, парламент тәрипидин қайтидин музакирә қилинип беләт ташлаштин өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر