украинада парламент сайлими өткүзүлди
украинада муддәттин бурун өткүзүлгән парламент сайлимида пирезидент владимир зеленский (Vladimir Zelenskiy) ниң «хәлқниң чакири партийәси» %43.9 авазға еришип биринчи рәттин орун алди.
түркийә авази радийоси хәвири: украинада түнүгүн (21-ийул) муддәттин бурун парламент сайлими өткүзүлди. пирезидент владимир зеленский вәзипә тапшурувалғандин кейин парламентни тарқитиветиши сәвәбидин өткүзүлгән вә 22 партийә қатнашқан сайлам, шу йәр вақти 20:00 дә ахирлашти.
рәсмий болмиған дәсләпки нәтиҗиләргә асасланғанда, пирезидент владимир зеленскийниң «хәлқниң чакири партийәси» %43.9 авазға еришип биринчи орунда турған. русийә тәрәпдари «йашаш үчүн өктичилик мунбири» %11.5 аваз билән иккинчи орунни игилигән.
сабиқ пирезидент петро порошенкониң «йавропа һәмкарлишиш партийәси» %8.9 авазға, сабиқ баш министир йулийа тимошенкониң «ана вәтән партийәси» %7.6 авазға еришкән.
пирезидент владимир зеленский 2019-йили май ейида вәзиписини тапшурувалғандин кейинла 8-нөвәтлик украина парламентини тарқитивәткән вә 21-ийул (йәкшәнбә) муддәттин бурун парламент сайлими өткүзүш тәклип қилинған қарарнамини тәстиқлиған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.