авам палатаси сәуди әрәбистанға қорал сетишни чәкләйдиған қанунни тәстиқлиди

америка авам палатаси пирезидент доналд трамп икки қетим рәт қилған американиң сәуди әрәбистанға қорал сетип беришиниң алдини алидиған үч қанун тәклипини тәкрар тәстиқлиди.

1237666
авам палатаси сәуди әрәбистанға қорал сетишни чәкләйдиған қанунни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатасиниң ташқи мунасивәтләр комитетиниң башлиқи елийон енгел (Eliot Engel) палатада елип берилған сәуди әрәбистанға қорал сетип беришиниң алдини алидиған үч қанун тәклипигә беләт ташланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

у парс қолтуқидики америка иттипақдашлириниң йәмәндики иранниң қоллиши астидики һусийлар тәрипидин тәһдит астида икәнликини билидиғанлиқлирини, бирақ йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригиму қарап туралмайдиғанлиқлирини тәкитлиди.

у: «райондики һәмкарлиқимиз иттипақдашлиримиз тәрипидин қилинған пуқраларниң қәтлиам қилинишиға көз йумидиғанлиқимизни билдүрмәйду. бешимизни бурап пирезидентниң конгрәгә күч көрситишигә рухсәт қилидиғанлиқимизниму билдүрмәйду. трамп һөкүмити қиммәт қарашлар намида тик турмиса, конгрә тик туруши керәк, йәни туриду» деди.

җумһурийәтчиләрниң төт вәкилиму қоллиған қанун тәклип лайиһәси, буниңдин бурун охшаш лайиһәни икки қетим рәт қилған трампқа үчинчи қетим әвәтилиду. қанун тәклип лайиһәси америка пирезиденти доналд трампниң сәуди әрәбистан сийаситигә күчлүк қаршилиқ, дәп қаралған иди.

 қанун тәклип лайиһәсидә, әл қаидәгә қарши уруш қилғанлардин башқа, йәмәндики урушқа қатнашқан йаки урушқа тәсир көрсәткән барлиқ америка һәрбий қисимлириниң 30 күн ичидә чекиниши тәләп қилиниду.

америка һөкүмитиниң йәмәндә давамлишиватқан урушта сәуди әрәбистанға қиливатқан йардәмлири узун вақиттин буйан конгрәдә талаш-тартиш қозғап келиватқан иди. буниңға охшайдиған қанун тәклип лайиһәлири 2018-йили декабир ейида вә 2019-йили феврал ейида авам палатасиға сунулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر