корд районлуқ һөкүмити парламенти әрбил һуҗумини тәкшүрүш комитети қуруп чиқти

ирақниң әрбил шәһиридики бир ресторанда түнүгүн мәйданға кәлгән қораллиқ һуҗумда йариланғанлардин бири һайатидин айрилди.

1238205
корд районлуқ һөкүмити парламенти әрбил һуҗумини тәкшүрүш комитети қуруп чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ корд районлуқ һөкүмити қармиқидики қанун дохтурханисиниң бир әмәлдариниң билдүрүшичә, түркийәниң әрбил консулханисидики бир дипломат шеһит болған һуҗумда бешиға оқ тегип еғир йариланған бәшдар рамазанму һайатидин айрилған.

рамазанниң җәситиниң қанун дохтурханисидин елинип аилисиә тапшуруп берилгәнлики әскәртилди.

әрбил даирилири бу һәқтә техи рәсмий байанат елан қилмиди.

ирақниң әрбил шәһиридики бир ресторанға қилинған қораллиқ һуҗумда түркийәниң әрбилдики консулханисида ишләйдиған бир дипломат шеһит болған, һуҗумда бир ирақ пуқраси һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر