трамп түркийә һәққидә байанат елан  қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп түркийә русийәдин сетивалған «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси тоғрулуқ байанат елан  қилди.

1237028
трамп түркийә һәққидә байанат елан  қилди

түркийә авази радийоси хәвири: трамп ақсарайда бу һәқтә елан қилған байанатида, америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти барак обама дәвридә, вашингтонниң әнқәрәгә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомба  сетип бәрмәсликини тәнқид қилди, шу вәҗидин, түркийәниң русийәдин «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивелиш йолида издәнгәнликини, түркийә даирилири билән бу һәқтә сөһбәт елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «растини ейтқанда, түркийә билән дипломатик мунасивәтлиримиз бар, әмма мунасивәтлиримиз интайин мурәккәп. барак обама һөкүмити түркийәгә <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба сетип бәрмиди, түркийә бу һәқтә наһайити зор тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, лекин обама һөкүмити сетип беришкә көңүлшимиди. шуниң билән, түркийә русийәдин <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивалди. буни көрүп дөлитимиз, <әмди силәргә <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба сетип беримиз> деди, лекин бу чағда түркийә русийә билән аллиқачан келишим түзүп болғаниди. чүнки түркийә даирилириниң дөлитимиздин <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба сетивелишиға изин берилмигәниди. түркийә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әзаси болуп, 100 дин артуқ <вәтәнпәрвәр> намлиқ башқурулидиған бомба закас қилған, техиму көп сетивелиш пилани түзгәниди.»

түркийә вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән болған мунасивәтлириниң наһайити йахши икәнликини әскәрткән трамп, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә бизгә наһайити йахши позитсийә тутуп келиватиду. түркийә русийәдин <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивелишқа мәҗбур болуп қалғанлиқи үчүн, биз түркийәгә  <F-35> типлиқ уруш айропиланлирини сетип бәрмәйдиғанлиқимизни ейтиватимиз. түркийә даирилири наһайити қийин шараитни баштин кәчүрүватиду, бизму наһайити қийин өткәлни баштин кәчүрүватимиз, бу қийинчилиқларни қандақ йиеңәләйдиғанлиқимизға қараймиз.»

у йәнә, америка қошма иштатлириниң түркийәгә « F-35» типлиқ уруш айропиланлирини сетип бәрмәсликиниң, бу айропиланларниң ишләпчиқарғучиси локһед мартин гуруһиниң қаттиқ наразилиқни қозғаватқанлиқини, чүнки буширкәткә нисбәтән буниң миңларчә кишини ишқа орунлаштуруш имканийити йаритип бериш дегән уқумни билдүридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر