таҗикистан қошна дөләтләргә 1 милйард 275 милйон киловат саәт електр експорт қилди

таҗикистан бу йил ичидә өзбекистан, афғанистан вә қирғизистан қатарлиқ дөләтләргә 1 милйард 275 милйон киловат саәт електр експорт қилди.

1236369
таҗикистан қошна дөләтләргә 1 милйард 275 милйон киловат саәт електр експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: таҗикистан бу йил ичидә өзбекистан, афғанистан вә қирғизистан қатарлиқ дөләтләргә 1 милйард 275 милйон киловат саәт електр експорт қилди.

таҗикистан енергийә вә су байлиқлири министири усманали усманзадә, таҗикистанниң бултурқиға қариғанда қошна дөләтләргә %33 артуқ електр експорт қилғанлиқини билдүрди.

бу йил ичидә өзбекистан, афғанистан вә қирғизистан қатарлиқ дөләтләргә 1 милйард 275 милйон киловат саәт електр експорт қилинғанлиқини ейтқан узманзадә, иранниң бу йил ичидә чәт әлгә електр експорт қилип 24 милйон 300 миң доллар кирим қилғанлиқини ейтти.

таҗикистан даирилириниң билдүрүлүшичә, бу йил ичидә 10 милйард 100милйон киловат саәт ток ишләпчиқирип бултурқиға селиштурғанда %6.5 артуқ ток ишләпчиқарған.

бултур афғанистан вә өзбекистанға електр експорт қилип 77 милйон доллар кирим қилған таҗикистан, бу йил бу дөләтләргә 3 милйард 200 милйон киловат саәт електр енергийәси експорт қилишни пиланлимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر