ирақлиқлар кәң көләмлик намайиш өткүзүшкә тәййарланмақта

ирақлиқлар келәр һәптә җүмә күни 14 вилайәттә намайиш өткүзүшкә тәййарланмақта.

1235457
ирақлиқлар кәң көләмлик намайиш өткүзүшкә тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ирақлиқлар ишсизлиқ, намратлиқ вә чирикликкә наразилиқ билдүрүш мәқситидә келәр һәптә җүмә күни 14 вилайәттә намайиш өткүзүшкә тәййарланмақта.

намайишларни тәшкилләш хизмитигә мәсул кординатор халил ән наҗи, келәр һәптә пәйшәнбә күни 14 вилайәттә тинч һалда намайиш өткүзүшкә тәййарлиниватқанлиқини, намайишни өткүзүштики мәқсәтниң мәмликәт миқийасида баш көтүргән ишсизлиқ, намратлиқ вә чирикликкә сәвәб болғучиларни паш қилиш икәнликини билдүрди.

халил ән наҗи хәлқниң тәләплири орундалмиған тәқдирдә  намайишларниң давамлишидиғанлиқини ейтип, бағдад қатарлиқ җәнубтики вилайәтләрдә өткүзүлидиған намайишларға милйонларчә кишиниң қатнишиш еһтималиниң барлиқини деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر