мадуро вәкиллири билән гуайдо вәкиллириниң сөһбити ахирлашти

венезуела һөкүмити билән өктичиләр вәкиллириниң барбадос (Barbados) та өткүзгән учришишлири ахирлашти.

1234554
мадуро вәкиллири билән гуайдо вәкиллириниң сөһбити ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: узун вақиттин буйан сийасий бөһранни баштин кәчүрүватқан вә һәрбий-сийасий өзгириш һәрикәтлиригә сәһнә болған венезуелада, пирезидент николас мадуро һөкүмити вә өзини вақитлиқ пирезидент дәп елан қилған өктичиләрниң рәһбири хуән гуайдо вәкиллириниң, норвегийәниң мурәссәчилики билән өткүзгән учришишлири ахирлашти.

арал дөлити һесаблинидиған барбадоста үч күн давамлашқан учришишларниң ахирлашқанлиқи, венезуела учур-алақә, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлириға мәсул муавин пирезидент, шундақла һөкүмәтниң баш музакирәчиси хорхе родригез (Jorge Rodriguez) тәрипидин елан қилинди.

хорхе родригез твиттерда: «ихтилапларниң асасий қанун бойичә тинчлиқ усуллар билән һәл қилиниши үчүн барбадоста қурулған даимий тинчлиқ үстилиниң бу қетимқи йиғини ахирлашти. барбадос пирезиденти мийа моттелиға тәшәккүр ейтимиз» деди.

тәрәпләр учришишларда келишим һасил қилинған йаки қилинмиғанлиқи тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.

венезуела һөкүмити вә өктичиләр вәкиллири 2019-йили май ейиниң иккинчи һәптисидә норвегийәдә көрүшкән болуп, бу көрүшүштиму һечқандақ нәтиҗә чиқмиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر