америка оттура шәрқтә йеңи бир һәрбий иттипақ қурушни пиланлаватқанлиқини уқтурди

америка даирилири, теһран билән вашингтон арисидики соғуқчилиқлар давамлишиватқан бир пәйттә, иран вә йәмән деңиз тәвәликини «муһапизәт қилиш» үчүн америка башчилиқида бир һәрбий бирләшмә қурушқа тәййарлиниватқанлиқини уқтурди.

1234314
америка оттура шәрқтә йеңи бир һәрбий иттипақ қурушни пиланлаватқанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси баш иштаб башлиқи җосеф дунфорд, америкиниң йеңи бирләшмини тәшкилләш пилани тоғрисида мухбирларға мәлумат бәрди.

у, иранниң хәлқара деңиздики һәрикәтлирини әндишә ичидә көзитиватқанлиқлирини билдүрүп, һурмуз боғузи билән бабулмәндәптә «деңиз қатнишиниң әркинлики вә бихәтәрлики» ни капаләткә игә қилидиған бир бирләшмә тәшкилләш мәқситидә бәзи дөләтләр билән көрүшүватқанлиқлирини қәйт қилди.

америкиниң қурулидиған һәрбий иттипаққа башламчилиқ қилидиған парахотларни тәминлиши вә көзитиш паалийәтлиригә рәһбәрлик қилишиниң пиланлиниватқанлиқини әскәрткән дунфорд, «бир қанчә һәптә ичидә қайси дөләтләрниң бу пиланни қоллайдиғанлиқи һәққидә сийасий ирадисини намайан қилидиғанлиқини билгән болимиз. арқидин бу дөләтләрниң армийәлири билән хизмәтләрни давамлаштуримиз» деди.

дунйа нефит тошумичилиқиниң бәштин биригә йеқини һурмуз боғузи арқилиқ ишқа ашурулиду. америка 2015 – йили имзаланған йадро келишимидин чекинип чиққандин кейин, иранниң нефит експортини нөлгә чүшүрүш мәқситидә ембарголарни қайтидин йолға қойғаниди.

иран болса, нефит експорт қилалмиған тәқдирдә һурмуз боғузини тақиветишиниң мумкинликини ейтип тәһдит салғаниди.

америка даирилири болса, ембарго арқилиқ бесим ишлитип иранни йеңи бир келишим түзүшкә қайил қилишқа тиришмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر