америка һизбуллаһ парламент әзалириға ембарго йүргүзиду
америка қошма иштатлири ливан парламенттидики икки нәпәр һизбуллаһ парламент әзасини тунҗи қетим «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзди.
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқи чәт әлликләрниң байлиқлирини контирол қилиш ишханиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, парламент әзаси болуштин ибарәт алаһидиликидин пайдилинип, һизбуллаһ вә иранниң йаман нийәтлик тәшвиқатлирини тәшвиқ қилғанлиқи сәвәблик бәзи муһим сийасийонлар вә дөләт хәвпсизлик хадимлириниң «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзүлгәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқи чәт әлликләрниң байлиқлирини контирол қилиш ишханиси һизбуллаһ парламент әзаси болған амин шерри билән муһәммәд һәсән рәдни, һизбуллаһ дөләт хәвпсизлик хадими вафиқ сәфани <ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики> гә киргүзди. бу ембарголар һизбуллаһниң сийасий паалийәтлири билән зораванлиқ һәрикәтлири оттурисида қилчә пәрқ йоқлуқини көрситиду. америка қошма иштатлири ливан һөкүмитини иран вә иранниң террорчи гумаштилиридин қоғдаш тиришчанлиқлирини изчил давамлаштуриду.»
игилинишичә, «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзүлгән орунлар вә шәхсләрниң америка қошма иштатлириға кириши мәний қилинидикән, мал – мүлүклири тоңлитип қойулидикән, буниңдин башқа йәнә, бу орунлар вә шәхсләр билән пул – муамилә һәм иқтисадий җәһәттин мунасивити бар кишиләр вә орунларғиму ембарго йүргүзүлидикән.
америка қошма иштатлири һөкүмити 2017 – йилдин буйан «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзгән һизбуллаһ әмәлдарлириниң сани 50 тин ашидикән.