русийә америкини тәнқид қилиш билән бир вақитта, иранни қоллайдиғанлиқини билдүрди

русийә пирезиденти виладимир путинниң алаһидә вәкили александер лаврентиев йавропа әллириниң йадро келишимигә асасән әһдилиригә вапа қилмай туруп, иранниңла келишимгә давамлиқ риайә қилишини тәләп қилиш һоқуқи йоқлуқини ейтти.

1233481
русийә америкини тәнқид қилиш билән бир вақитта, иранни қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң «‹ IRNA › хәвәр агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, русийә пирезиденти виладимир путинниң алаһидә вәкили александер лаврентиев иранниң пайтәхти теһранда иран дөләт хәвпсизлик алий кеңишиниң баш катипи әли шәмһани билән көрүшкән.

ғәрбий қуддуста 25 – ийун күни өткүзүлгән америка – русийә – исраилийә үч тәрәп алий дәриҗилик рәһбәрләр бихәтәрлик йиғини тоғрулуқ иран тәрәпкә мәлумат бериш үчүн теһранға йетип барғанлиқини әскәрткән лаврентиев, йиғинда, русийәниң иранни истиратегийәлик һәмраһ вә дост дөләт дәп қарайдиғанлиқини америка вә исраилийә даирилириға йәткүзгәнликини қәйт қилған, һәмдә америка қошма иштатлириниң иранға қаратқан кәң даирилик бесимиға қарши чиқип келиватқанлиқини тәкитләп мундақ дегән: «иранниң роли вә мәнпәәтлирини нәзәрдә тутмай туруп, районда узақ мәзгиллик тинчлиқ орнитиш мумкин әмәс.»

у, америка қошма иштатлириниң келишимдин чекиниши билән ақивити наениқ  болуп қалған йадро келишими мәсилиси тоғрулуқ тохталғанда, мундақ дегән: «башқа дөләтләр әһдилиригә вапат қилмиған әһвал астида, һечнемигә еришәлмисиму теһерандинла келишимгә риайә қилишни тәләп қилишқа һечкимниң һоқуқи йоқтур.»

иран дөләт хәвпсизлик алий кеңишиниң баш катипи әли шәмһани, америка қошма иштатлириниң оттура шәрқ районида техиму көп қорал - йарағ сетиш үчүн районниң вәзийитини қалаймиқанлаштуруветишкә урунуватқанлиқини илгири сүрүп мундақ дегән: «иран оттура шәрқ райониниң вәзийитиниң техиму йаманлишип кетишиниң алдини елиш үчүн сийасий вә мудапиә тәдбирлирини күчәйтишни, мәнпәәтлири һәм бихәтәрликини қәтий қоғдашни изчил давамлаштуриду. иран билән русийә оттурисидики мунасивәтләр истиратегийәликтур. русийәниң؛ йадро келишими, иранниң һава тәвәликигә таҗавуз қилған америка қошма иштатлириға аит учқучисиз һава аппаратиниң чүшүрүлүши, иранниң сүрийәдики һәрбий мәвҗудийити вә әнглийәниң иранниң нефитини тошуватқан нефит парахотиға қаратқан деңиз қарақчилиқ һәрикити қатарлиқ мәсилиләрдә тутуватқан позитсийәсигә йуқири баһа беримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر