вашингтон билән бейҗиң сода сөһбәтлирини қайтидин башлаш тоғрисида келишти

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң, икки дөләт арисидики сода сөһбәтлирини қайтидин башлаш тоғрисида келишти.

1227388
вашингтон билән бейҗиң сода сөһбәтлирини қайтидин башлаш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа хәвәр агентлиқи, доналд трамп билән ши җинпиңниң йапонийәниң осака шәһиридә чақирилған 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини җәрйанида бир саәттин артуқ сөзләшкәнликини билдүрди.

трамп билән ши җинпиңниң америка билән хитайни ортақ гүлләндүрүш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқиға ишарәт қилинған хәвәрдә, икки рәһбәрниң, америка – хитай иқтисадий вә сода сөһбәтлирини баравәрлик вә өзара һөрмәт асасида қайтидин башлаш тоғрисида келишкәнлики тәкитләнди.

америка қошма иштатлириниң хитайға қарита йеңидин қошумчә баҗ қоймайдиғанлиқи тәкитләнгән хәвәрдә, икки дөләтниң иқтисадий вә сода сөһбәтлири хадимлириниң диққитини муәййән нуқтиларға мәркәзләштүридиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر