иран трампниң  тәһдитигә җаваб қайтурди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң тәһдитигә җаваб қайтуруп «америкиниң иранни йоқ қиливетәлигүдәк күчи йоқ» деди.

1226306
иран трампниң  тәһдитигә җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: зәриф пайтәхт теһранда америка қошма иштатлириниң «‹ CNN › телевизийә қанили» мухбириниң, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң «иранни йоқ қиливетишимиз мумкин» дегән сөзлиригә қарита  соалиға җаваб бәргәндә, трампниң иран һәққидә пүтүнләй хаталашқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири иранни йоқ қиливетәлигүдәк иқтидарға игә әмәс,  дәрвәқә, америка қошма иштатлириниң чәкләнгән «кәң көләмлик қирғучи) қорал – йарағларни ишләтмәй туруп, бу нишаниға йетәлиши имкансиздур. иран һәрқандақ шәкилдики һуҗумға қарита аллиқачан пухта тәййарлиқ көрүп қойди, шундақтиму биз уруш йаки тоқунушни халимаймиз. пирезидент трамп бизниң нөвәттә 18 – әсирдә йашимайватқанлиқимизни вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати аәһдинамисигә асасән уруш тәһдитлириниң қанунсиз икәнликини хатрилиши керәк. америка қошма иштатлириниң йеқинқи һәптиләрдики һәрикәтлири иғвагәрлик болуп, болупму иранниң диний рәһбири айәтәллаһ әли һаманейға ембарго йүргүзүши пүткүл иран хәлқигә һақарәт қилғанлиқи болиду.»

у, теһранниң йадро келишимигә риайә қилишқа тәдриҗий һалда хатимә берилидиғанлиқиға алақидар қарари тоғрулуқ тохталғанда, мундақ деди: «иран йадро келишими вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 2231 – номурлуқ қарариға асасән капаләт астиға елинған һәқ – һоқуқлирини ишлитиватиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر