мустәқиллиқ байримини тәбрикләш паалийитидә еғир қистаңчилиқ йүз бәрди

африқиниң шәрқий қисмиға җайлашқан арал дөлити мадағасқардики мустәқиллиқ байримини тәбрикләш паалийити әснасида қистаңчилиқ йүз бәрди.

1226252
мустәқиллиқ байримини тәбрикләш паалийитидә еғир қистаңчилиқ йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: африқиниң шәрқий қисмиға җайлашқан арал дөлити мадағасқардики мустәқиллиқ байримини тәбрикләш паалийити әснасида қистаңчилиқ йүз берип 15 адәм җенидин айрилди, 80 адәм йариланди.

мәһәллий таратқуларниң хәвәр қилишичә, пайтәхт антананариводики махамасина тәнтәрбийә залида өткүзүлгән мустәқиллиниң 59 йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири әснасида қстаңчилиқ йүз бәргән.

һәрбий паратни тамаша қилған миңларчә кишиниң мурасимдин кейин консерт берилидиған тәрәпкә йөнилиши түпәйли қистаңчилиқ йүз берип кәм дегәндә 15 адәм өлгән, 80 адәм йариланған.

мурасимға қатнашқан пирезидент андрей раҗоелина, һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди, йаридарларға тез шипалиқлар тилиди.

у, йаридарларниң давалиниш чиқимлирини дөләтниң үстигә алидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر