«пәләстин дәваси сетилидиған мал әмәс»

ливан муфтиси абдулләтиф дәрйан пәләстинлик панаһланғучиларға турушлуқ һәр қайси дөләтләрдә пуқралиқ берилишини асанлаштурушқа қарши икәнликини елан қилди.

1224949
«пәләстин дәваси сетилидиған мал әмәс»

 

түркийә авази радийоси хәвири: ливан муфтиси абдулләтиф дәрйан пәләстингә зорлап теңиливатқан «йүз йилниң келишими» гә қарши туруш үчүн әрәбләрниң бирлишиши керәкликини тәкитлиди.

ливан муфтиси абдулләтиф дәрйан «йүз йилниң келишими» гә шундақла бәһрәйниң пайтәхти манамада өткүзүлидиған «байашатлиқ үчүн тинчлиқ» намлиқ муһакимә йиғиниға наразилиқ билдүрүп, йазма байанат елан қилди.

пәләстинлик панаһланғучиларға турушлуқ дөләтләрдә пуқралиқ берилишигә даир қарашларни рәт қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«пәләстин дәваси сетилидиған мал әмәс, дәл әксичә пәләстинлик әрәбләрниң, рәһимсиз дүшмән тәрипидин ишғал қилинған земинлириға қайтиш дәвасидур. әрәб дөләтлирини милйардлап долларлар билән алдашқа уруниватқанларниң пәләстин қатарлиқ әрәб земинлирини пулға сетивалғили болмайдиғанлиқини билип қойуши лазим. мирасимиз, әхлақимиз вә динимиз бизгә бу хил қобул қилғили болмайдиған тәклипләргә қарши бирлишип күчийимизни вә ғурурулуқ болушимизни буйруйду» 

ақ сарай ахбарат ишханисидин елан қилинған байанатта, бәһрәйнниң америка билән һәмкарлишиш асасида бүгүн пайтәхт манамада «байашатлиқ үчүн тинчлиқ» темисида иқтисадий муһакимә йиғини чақирғанлиқи билдүрүлгән иди. 

муһакимә йиғиниң исраилийә пәләстин мәслисиниң һәл қилинишиға даир тәпсилати қачан елан қилинидиғанлиқи техичә ениқ болмиған америкиниң аталмиш «йүз йилниң келишими» пилани даирисидики тунҗи йиғилиш икәнлики билдүрүлмәктә.

пәләстин һөкүмити бу муһакимә йиғиниға қатнашмайдиғанлиқини елан қилипла қламастин бәлки йәнә йиғинға тәклип қилиниш ммумкинчилики болған дөләтләргиму бу тәклипни байқут (рәт) қилиш чақириқида болған иди. 

бирләшмә әрәб хәлипилики, сәуди әрәбистан вә қатар пәләстин һөкүмитиниң чақириқиға писәнт қилмастин, манамадики муһакимә йиғиниға қатниишдиғанлиқлирини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر