идлибқа фосфор бомбиси билән һуҗум қилинди

бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири идлибтики җиддийчиликни пәсәйтиш райониға, хәлқарада чәкләнгән ақ рәңлик фосфор бомбиси билән һуҗум қилди.

1224210
идлибқа фосфор бомбиси билән һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири түнүгүн (23-ийун) кечидә сүрийәниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға 18 данә ақ рәңлик фосфор бомбиси атти.

йәрлик мәнбәләрдә көрситилишичә, бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилири түнүгүн кечә идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районидики хан шәйхун наһийәсигә хәлқаралиқ қанунда чәкләнгән ақ рәңлик фосфор бомбиси билән һуҗум қилған.

бу һәқтә елан қилинған байанатларда, бәшшар әсәд күчлири һаманиң ман районидин һуҗум қилған болуп, һуҗумда 18 данә ақ рәңлик фосфор бомбиси етилғанлиқи қәйт қилинди.

сүрийә кишилик һоқуқ көзитиш өйи бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучилириниң районға 2019-йили 26-апрелдин 23-ийунғичә қилған һуҗумлирида, 487 пуқраниң җенидин айрилғанлиқини, 1495 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

бәшшар әсәд һакимийити 3-ийунму идлибниң шәйх мустафа йезисиға ақ рәңлик фосфор бомбиси билән һуҗум қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر