әзәрбәйҗан-әрменийә ташқи ишлар министирлири көрүшти

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири әлмар мәммәдйаров билән әрменийә ташқи ишлар министири зоһраб мнатсаканйан (Zohrab Mnatsakanyan) тағлиқ қарабағ мәсилисини һәл қилиш мусаписи даирисидә, америка пайтәхти вашингтонда көрүшти.

1222830
әзәрбәйҗан-әрменийә ташқи ишлар министирлири көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири әлмар мәммәдйаров билән әрменийә ташқи ишлар министири зоһраб мнатсаканйан вашигтонда көрүшүп, тағлиқ қарабағ мәсилисини музакирә қилди. көрүшүшкә, йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минск гурупписиниң тәң һоқуқлуқ рәислиридин русийәлик игор попов (İgor Popov), фирансийәлик стефан висконти (Stephane Visconti), америкалиқ анҗру шофер (Andrew Schofer) вә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң алаһидә вәкили анзи каспишик (Andrzej Kasprzyk) қатарлиқлар қатнашти.

  әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи елан қилған байанатта, икки дөләт министирлириниң көрүшүшидә, фирансийә пайтәхти париж вә русийә пайтәхти москвада ечилған йиғинларда музакирә қилинған темиларниң қандақ иҗра қилинғанлиқи мәсилисиниң, көрүшүшниң әң муһим күнтәртипи болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, көрүшүшкә «иҗабий» вә «музакирә мусаписиниң алға илгирилишигә хизмәт қилған» көрүшүш, дәп баһа берилгәнлики, американиң саһибханлиқиға тәшәккүр ейтилғанлиқи қәйт қилинди.

йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати минск гурупписиниң бу һәқтики байанатида, көрүшүшләрдә тағлиқ қарабағ мәсилисини һәл қилиш нуқтисида өзара пикир алмаштурулғанлиқи, министирларниң, йеқинқи вақитта тәң һоқуқлуқ рәисләр районни зийарәт қилғанда тәклип қилинған инсанпәрвәрлик йардәмлири вә хәвпсизлик тәдбирлириниң иҗра қилиниши мәсилисидә күткәнлирини ениқлаштурғанлиқи әскәртилди.

байанатқа асасланғанда, тәң һоқуқлуқ рәисләр, тәрәпләрни уруш тохтитишқа бойсунушқа, иғвагәрчиликләрдин йирақ турушқа, алдинқи сәп вә чегра линйәлиридә мәргәнләрни вәзипә иҗра қилғузуш вә инженерлиқ ишлирини қилиштин йирақ турушқа чақирған.

җиддий вәзийәтниң хәтирини төвәнлитиш үчүн министирлар оттурисидики бивастә алақилардин йахши пайдилинишниң әһмийити тәкитләнгән көрүшүштә, министирларниң пат арида йәнә көрүшүш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر