қаһирәдә йәрликкә қойулған мурсиниң өлүм сәвәби тоғрисида пәрқлиқ қарашлар илгири сүрүлмәктә

мисирниң демократик йоллар билән сайланған тунҗи пирезиденти муһәммәд мурсиниң җәсити күчлүк бихәтәрлик тәдбирлири астида пайтәхт қаһирәдә дәпнә қилинди.

1220448
қаһирәдә йәрликкә қойулған мурсиниң өлүм сәвәби тоғрисида пәрқлиқ қарашлар илгири сүрүлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: мурсиниң җәсити мәдийнәтуннасир районидики мусулман қериндашлар тәшкилати (ихван) рәһбәрлири дәпнә қилинған қәбристанлиққа дәпнә қилинди.

шу җай вақти сәһәр саәт 05:00 тики дәпнә мурасимиға мурсиниң аилә – тавабиатлири вә адвокатлиридин башқа һечким қатнишалмиди.

мисирда һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ вәзиписидин елип ташланған 67 йашлиқ муһәммәд мурси, «җасуслуқ қилиш» билән әйиблинип сотлиниватқан мәһкимә залида һайатидин айрилғаниди.

мисир дөләт телевизийә қанили, «муһәммәд мурсиниң изчил һалда теббий көзитиш астида туруп кәлгәнликини, вапатиға туйуқсиз қозғалған йүрәк кесилиниң сәвәб болғанлиқи» ни илгири сүрсә, ихван, униң қәстән өлтүрүлгәнликини илгири сүрди.

мусулман қериндашлар тәшкилати (ихван) йазма байанат елан қилип, мурсиниң вапатини тәкшүрүш үчүн хәлқара тәкшүрүш комитети қурулушини тәләп қилди.

байанатта, «мурси шараити наһайити начар камерда тутуп турулуп, давалиништин ибарәт әң аддий һоқуқидинму мәһрум қилинип өлүмгә тәрк қилинди. өлүминиң җавабкари мисир һөкүмитидур» дегән ибариләргә орун берилди.

ихван, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлирини ролини җари қилдурушқа чақирди вә улардин мисирдики түрмиләрдә иҗра қилиниватқан теббий җәһәттики бипәрвалиқлар түпәйли аста характерлик өлтүрүш усуллириға хатимә бериш үчүн мисир түзүмигә бесим ишлитишни тәләп қилди.

мисир тәптиш мәһкимиси буниңдин илгири байанат берип, муһәммәд мурсиниң дохтурханиға елип берилғанда вапат болғанлиқини, бәдинидә һечқандақ йара излириниң йоқлуқини билдүргәниди.

мурсиниң туйуқсизла өлүп кетишидин кейин хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, вәқәниң мустәқил бир комитет тәрипидин тәкшүрүлүши тоғрисида чақириқларни елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر