путин хитай билән амирека оттурисидики сода урушини тохтитишқа чақириқ қилди

русийә пирезиденти виладимир путин хәлқаралиқ иқтисад риқабитидә қаидәсиз бир уруш болуватқанлиқини ейтти.

1218984
путин хитай билән амирека оттурисидики сода урушини тохтитишқа чақириқ қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: путин таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбәдә өткүзүлгән 5нөвәтлик асийа һәмкарлиқи вә бихәтәрликини ашуруш тәдбирлири кеңиши рәһбәрләр йиғинида мәсилә үстидә байанат бәрди.

путин иқтисадий вәзийәт үстидә тохтилип, «әпсуски, дунйа миқйасида сода урушлири әвҗ алмақта. қәидә қанунсиз усуллар арқилиқ зораванлиқ вә рәқиплирини йоқутуш урунушлирини өз ичигә алған кәскин күрәш давамлашмақта. бу әһваллардин қутулуш үчүн ортақ ташлайдиған қәдәмлиримиз һечқачан көрүлүп бақмиған дәриҗидә муһим әһмийәткә игә болмақта» деди.

путин йәршари характерлиқ иқтисаий тәрәққийатта асийаниң ролиниң әһмийитини има қилип, «дөләтләр ара ишәнч вә адил риқабәт қайтидин бәрпа қилиниши лазим. асийа дөләтлири үстидики қоғдиғучилиқни, ембарголарни вә сийасий чәклимиләрни әмәлдин қалдуруп, тиҗарәтлиримизни ашурушимиз лазим. хәлқара сода тәшкилатиниң қаидә қанунлири даирисидә селинмилар вә санаәт саһәсидики һәмкарлиқни техиму чоңқурлаштурушта қәтий ирадигә игәмиз. асийа һәмкарлиқи вә бихәтәрликини ашуруш тәдбирлири кеңишигә әза дөләтләр тәрипидин қоллап қуввәтләнгән йавро асийа иқтисади һәмкарлиқ тәшкилати, шаңхәй һәмкарлиқ тәкшилати вә хитайниң бир йол бир бәлвағ лайиһәси билән маслишишни даавмлаштуруш керәк. бундақ қилиш һәммизгә мәнпәәтлик» деди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر