рус сақчилири сайаһәт  үчүн түркийәгә келәләйду

русийә ички ишлар министири виладимир колоколтисйев рус сақчилириниң дәм елиш үчүн сайаһәт қилалайдиған дөләтләр тизимликигә түркийәниму киргүзүш қарарнамисини имзалиди.

1218428
рус сақчилири сайаһәт  үчүн түркийәгә келәләйду

түркийә авази радийоси хәвири: русийәдә чиқидиған «‹ Kommersant › гезити» ниң хәвәр қилишичә, бу қарарнамә арқилиқ русийә ички ишлар министирлиқи мәмурлири сайаһәт қилалайдиған дөләтләр тизимликигә түркийә билән тайландму киргүзүлгән.

русийәдә ички ишлар министирлиқиниң хизмәтчи - хадимлири вә башқа орунлардики дөләт хәвпсизлик хадимлириниң 2014 – йили чәт әлгә чиқиши вә чәт әлләрдә сайаһәттә болуши мәний қилинғаниди.

аридин бир мәзгил өткәндин кейин дөләт хәвпсизлик хадимлириниң пәқәт әзәрбәйҗан, әрменийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, беларусийә, түркмәнистан вә өзбекистан қатарлиқ сабиқ совет иттипақи әллиридин сирт йәнә, хитай, вейтнам вә куба қатарлиқ дөләтләргила сайаһәткә беришиға рухсәт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر