«америка йәнә ғәризигә йетәлмиди»

венезуеланиң бирләшкән дөләтләр тәшкилати җәнвә ишханиси даимий вәкили баш әлчи җорҗ валеро американиң қоралсизлиниш йиғинида ғәризигә йетәлмигәнликини ейтти.

1209986
«америка йәнә ғәризигә йетәлмиди»

түркийә авази радийоси хәвири: венезуеланиң бирләшкән дөләтләр тәшкилати җәнвә ишханиси даимий вәкили баш әлчи җорҗ валеро, қоралсизлиниш йиғинида американиң венезуелани байқут қилишқа урунуш қилмишлириниң мувәппәқийәтсиз болғанлиқини ейтти.

65 дөләт әза болған җәнвә мәркәзлик қоралсизлиниш йиғининиң нөвәтчи рәисликигә елепә рәт тәртипигә асасән венезуела сайланди, бу әһвал америка-венезуела мунасивитини техиму кәскинләштүрүвәтти.

американиң қоралсизлиниш йиғини даимий вәкили баш әлчи роберт вуд «венезуела рәислигидики қоралсизлиниш йиғинини байқут қилимиз»дәп байанат беришидин кейин, венезуела баш әлчиси мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

валеро америка вә лима гуруһиға әза дөләтләрниң йиғин залини ташлап кетишиниң қоралсизлиниш йиғинила әмәс, залдики барлиқ баш әлчи вә дипломатларға қарши һөрмәтсизлик болғанлиқини ейтти.

баш әлчи җорҗ валеро, венезуеланиң 23-ийунғичә давамлишидиған нөвәтчи рәислик вәзиписини үстигә елишиниң венезуелаға нисбәтән шәрәп икәнликини әскәртип, америка қошма иштатлириниң наразилиқиниң әксичә залдики вәкилләрниң көп қисминиң йиғинға қатнашқанлиқини вә американиң наразилиқиниң ишқа йаримиғанлиқини билдүрди.

баш әлчи җорҗ валеро русийә, иран, германийә, фирансийә, хитай, пакистан, һиндонезийә, җәнубий африқа вә һиндистанға охшаш нурғун дөләтниң вәкиллириниң американиң наразилиқиға аваз қошмиғанлиқини вә йиғинниң ечилишида сөз қилғанлиқлирини әслитип өтүп мундақ деди: «доналд трамп һөкүмитиниң вәкиллири йәнә йетим қалди, уларниң қилғанлири толиму бимәнә иди.»

венезуела пирезиденти николас мадурониң 6 милйон венезуелалиқниң авазға еришкән қанунлуқ лидер икәнликини әскәрткән валеро, венезуела һөкүмитиниң б д т баш катипи антонйо гутеррес вә б д т ға әза нурғун дөләт тәрипидин етирап қилинидиғанлиқини ейтти.

баш әлчи җорҗ валеро американиң венезуелани уруш билән тәһдит селип келиватқанлиқини, американиң «ирқчи»бир дөләт икәнликини,  қоралсизлиниш йиғиниға күч чиқиришниң орниға венезуеланиң ички ишлириға арилашқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر