нигер оқуғучилири чәт әл һәрбий базилириға қарши намайиш қилди

нигер оқучилири фирансийә, германийә вә америка әскәрлириниң чиқип китишини тәләп қилип намайиш қилди.

1208799
нигер оқуғучилири чәт әл һәрбий базилириға қарши намайиш қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларда елан қилинған хәвәрләрдә билдүрүлишичә, нигер пайтәхти нийамейда дөләт парламенти алдида топланған миңларчә оқуғучи, чәт әл әскәрлириниң чиқип китишини вә техиму йахши оқуш шараити тәләп қилип намайиш қилған.

оқуғучилар намайишта, нигердики фирансийә, германийә вә америка әскәрлириниң чиқип китишини қилип: «йаша нигер армийәси, чәт әл һәрбий базилири йоқалсун» дегән шоарлар йезилған лозункиларни ачқан.

нигер оқуғучилар бирләшмисиниң әзаси абдов мосса терроризмға зәрбә бериштә нигер армийәсиниң роһини көтүрүп қоллашни халайдиғанлиқлирини, дөләткә пайдиси болмиған чәт әл һәрбий базилириға қарши намайиш қилғанлиқлирини билдүрди.

у оқутқучиларниң иш ташлиши сәвәбидин оқушниң ақсап қалғанлиқини әскәртип, йеңи оқуш йилида дөләт универстетлириниң һәммисидә дегүдәк дәрс өтүлмигәнликини қәйт қилди.

игилинишичә, нигерниң башқа җайлиридиму буниңға охшаш шәкилдә намайиш өткүзүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر