биразилийәдә мәһбуслар оттурисида йүз бәргән җедәл – маҗирада нурғун адәм өлди

биразилийәниң амазонас өлкисидики бир түрмидә мәһбуслар оттурисида йүз бәргән җедәл – маҗирада кәм дегәндә 15 киши һайатидин айрилди.

1209123
биразилийәдә мәһбуслар оттурисида йүз бәргән җедәл – маҗирада нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: өлкилик түрминиң мәсули полковник маркус виникиус оливера де амейданиң ейтишичә, манаус шәһиридики анисио җобим түрмисиниң қорусида зийарәт вақтида мәһбуслар оттурисида җедәл - маҗира йүз берип, 15 киши һайатидин айрилған. вәқәдин кейин дөләт хәвпсизлик күчлири дәрһал нәқ мәйданға йетип берип, түрмини контирол астиға алған.

мәлуматларға қариғанда, вәқләр җәрйанида түрмидин қечиш йүз бериш әһвалиниң көрүлүп көрүлмигәнлики тоғрулуқ һечқандақ мәлумат берилмигән.

анисио җобим түрмисидә 2017 – йили йанвар ейида чиққан исйандиму 56 мәһбус һайатидин айрилған, көп санда мәһбус қалаймиқанчилиқтин пайдилинип қечип кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر