трамп: шималий корейәниң қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилишидин биарамлиқ һес қилмиди

йапонийәдә зийарәттә болуватқан америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп, шималий корейәниң қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилишидин биарамлиқ һес қилмиғанлиқини ейтти.

1208406
трамп: шималий корейәниң қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилишидин биарамлиқ һес қилмиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң йеңи емпиратори үчүн өткүзүлидиған мурасимға иштирак қилиш мәқситидә пайтәхт токйоға барған трамп, иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ шималий корейәниң қисқа мусапилик башқурулидиған бомба синақ қилиши тоғрисида учур тарқитип, «шималий корейә хәлқимниң бир қисмини биарам қилидиған кичик қоралларни синақ қилди. бирақ булар мени биарам қилмиди» деди вә шималий корейә лидири ким җоңунниң вәдисидә туридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

токйода бүгүн йапонийә баш вәзири шинзо абе билән голф ойниди. у түнүгүн ниссан, хонда, софтбанк вә ракутенға охшаш йапонийә ширкәтлириниң вәкиллири билән кәчлик зийапәттә көрүшкәниди.

трамп зийапәт җәрйанида сөз қилип, америка қошма иштатлириға мәбләғ селиш үчүн буниңдинму йахши пурсәтниң йоқлуқини ейтқан вә сөзини давамлаштуруп, икки дөләт арисидики сода тәңпуңсизлиқини адил шундақла икки дөләткә пайдилиқ рәвиштә келишим түзүш арқилиқ һәл қилишни халайдиғанлиқини билдүргәниди.

доналд трампниң йапонийә зийарити даирисидә йапонийә баш вәзири шинзо абе билән америка – йапонийә икки тәрәп сода вә хәвпсизлик мунасивәтлири, иран вә шималий корейә мәсилилири тоғрисида сөзлишиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر