афғанистанда җүмә намизи әснасида җамә меһрабиға орунлаштуруп қойулған бомба партлиди

пайтәхт кабулдики җамәниң меһрабида җүмә намизи әснасида йүз бәргән бомба партлаш вәқәсидә җәмий 3 киши өлди.

1207976
афғанистанда җүмә намизи әснасида җамә меһрабиға орунлаштуруп қойулған бомба партлиди

 

пайтәхт кабулдики җамәниң меһрабида җүмә намизи әснасида йүз бәргән бомба партлаш вәқәсидә җәмий 3 киши өлди.

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң пайтәхти кабулдики бир җамәдә җүмә намизи әснасида йүз бәргән бомба һуҗумида 3 киши өлүп, 32 киши йаридар болди.

кабул сақчи идариси байанатчиси фердәвс фарамарз кабулниң сарақ нәв районидики әл тәқва җамәсиниң меһрабиға орунлаштуруп қойулған бомбиниң җүмә намизи әснасида партлиғанлиқини билдүрди.

байанатчи фердәвс фарамарз һуҗумда әл тәқва җамәсиниң имами вә диний алим мәвләви сәмиуллаһ рәйһанниң өлгәнликини уқтуруп, диний алим сәмиуллаһ рәйһанниң һәр қетим қатнашқан телевзийә пирограммилирида террорлуқ паалийәтлиригә қарши байанатларни бәргәнлики үчүн террорлуқ тәшкилати тәрипидин һуҗум нишани қилинған болуши мумкинликини тәкитлиди.

сәһийә министирлиқи байанатчиси ваһидоллаһ майар болса, һуҗумда диний алим сәмиуллаһ рәйһан билән биргә 2 кишиниң өлгәнликини вә 32 кишиниң йаридар болғанлиқини елан қилди. 

йаридарлардин бәзиләрниң әһвалиниң интайин еғир икәнлики уқтурулди. һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һеч киши өз үстигә алмиди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر