венезуеладики тоқунушта 23 киши өлди вә 19 сақчи йаридар болди

венезуелада бир сақчи понкитида тутуп туруливатқан мәһбусларниң сақчиларға һуҗум қилип қечип кетишкә урунуши әснасида йүз бәргән тоқунушта аз дегәндиму 23 мәһбус өлди.

1207933
венезуеладики тоқунушта 23 киши өлди вә 19 сақчи йаридар болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела мәтбуатлириниң хәвиригә асасланғанда, португуса өлкисидики бир сақчи понкитида тутуп туруливатқан мәһбуслар қечип кетиш үчүн қолға чүшүрүшкән қораллар билән сақчиларға һуҗум қилған.

йүз бәргән тоқунушта, аз дегәндиму 23 киши өлүп, 19 сақчи йаридар болған.

вәқә һәққидә рәсмий органлардин техичә һечқандақ байанат елан қилинмиди.

мәтбуатлар өлгәнләрниң сани вә вәқә йүз бәргән җай һәққидә охшаш болмиған хәвәрләрни илгири сүрмәктә.

бәзи медийа органлири бир түрмидә исйан чиққанлиқини вә бу җәрйанда йүз бәргән тоқунушта 29 мәһбусниң өлгәнликини хәвәр қилишмақта.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر