шивейтсарийәдә әрдоғанға қарши башлитилған һәрикәт қаттиқ наразилиқ қозғиди

шивейтсарийәдә хиристийан демократлар партийәсиниң рәһбири абба бусчниң «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәһбәрликидики түркийәни йавропа иттипақиға қобул қилмайли» сәрләвһилик мақалиси қаттиқ наразилиқ қозғиди.

1207306
шивейтсарийәдә әрдоғанға қарши башлитилған һәрикәт қаттиқ наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламенти сайламлири үчүн түркийәгә қарши туруш билән ғәлибә қилишқа урунуватқан бусчниң, «‹ SVD › гезити» дә елан қилинған, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәһбәрликидики түркийәни йавропа иттипақиға қобул қилмайли» сәрләвһилик мақалиси, аммиви ортақлишиш тор бетидә қаттиқ наразилиқ қозғиди.

« Daadir Likar » исимлик бир тордаш, бу һәқтики наразилиқини ипадиләп мундақ деди: «әрдоған дунйа бойичә әң йахши рәһбәр. дәрвәқә, әрдоғанниң йавропа иттипақиға еһтийаҗи йоқ, әмма йавропа иттипақиниң әрдоғанға еһтийаҗи бар.»

түркийәдики иқтисадий өзгиришләр һәққидә тохталған « Muath Abukhader » исимлик тордаш мундақ деди: «бираз телевизийә қаналлириға қарап қойуңлар, йавропа иттипақиниң әрдоғанға еһтийаҗи бар, чүнки әрдоған өз дөлитини иқтисадий җәһәттин қудрәт тапқузди, буниң түрткисидә түркийә йавропа әллири үчүн иқтисадий җәһәттин наһайити муһим бир дөләткә айланди.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң дунйа рәһбири икәнликини әскәрткән йәнә бир тордаш мундақ деди: «әрдоған пәқәт түркийәниңла әмәс, пүткүл мусулманлар дунйасиниңму рәһбиридур. дәрвәқә, мусулманлар дунйаси әрдоғанниң ислам дунйаси үчүн кечә-күндүз тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини обдан билиду.»

түркийә хәлқи вә әрдоғанға дуа қилған « Ayan Muhammed » исимлик тордаш мундақ деди: «җанабий аллаһ әрдоғанни вә түркийә хәлқини өз панаһида сақлиғай, әрдоған пәқәт түркийәниң рәһбирила әмәс, йардәмгә муһтаҗ көплигән дөләтләрниң хәлқлиригә инсанпәрвәрлик йардәм берқиватқан бир дөләтниң рәһбиридур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر