бейҗиң вашингтонни «бир хитай» сийаситидә чиң турушқа чақирди

хитай ташқи ишлар министирлиқи, америка қошма иштатлириниң тәйвән боғузиға уруш парахоти әвәтишидин кейин байанат берип, «америка қошма иштатлирини сийаситидә чиң турушқа чақиримиз» деди.

1206961
бейҗиң вашингтонни «бир хитай» сийаситидә чиң турушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқ байанатчиси лу каң пайтәхт бейҗиңда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка деңиз армийәсиниң икки уруш парахотиниң тәйвән боғузиға йеқин җайдин өтүшини күзәткәнликлирини билдүрди.

«буниңдин башқа, америка қошма иштатлириға бу җәһәттики әндишилиримизни билдүрдуқ. тәйвән мәсилиси хитай билән америка қошма иштатлири арисидики әң муһим вә әң сәзгүр темидур. америка қошма иштатлирини <бир хитай> сийаситидә чиң турушқа чақиримиз» дегән лу каң, америкини «икки дөләт мунасивәтлири билән тәйвән боғузиниң тинчлиқ вә муқимлиқиниң сәлбий тәсиргә учримаслиқи үчүн, тәйвәнгә мудахилә қилиш мәсилисигә еһтийатчан вә мувапиқ шәкилдә муамилә қилиш» тоғрисида агаһландурди.

тәйвән мудапиә министирлиқи бүгүн байанат берип, америка қошма иштатлириниң икки уруш парахотиниң тәйвән боғузидин өткәнликини вә бу парахотларниң бу йәрдин өтүш әркинликигә игә икәнликини билдүргәниди.

хитайда 1949 – йили мавниң һакимийәт бешиға келиши билән бәзи һөкүмәт әзалири тәйвәнгә қечип берип, аралда мустәқиллиқини җакарлиған вә «милитарист хитай» дәпму аталған тәйвән һөкүмитини қурған иди. бирақ хитай тәйвәнниң мустәқиллиқини етирап қилмиғаниди.

бейҗиң даирилири, «бир хитай» сийаситини йақлап, хәлқара җәмийәттә хитайға пәқәт өзлириниңла вәкиллик қилидиғанлиқини илгири сүриду вә тәйвән мустәқиллиқ елан қилған тәқдирдә әскирий мудахилә қилишиниң мумкинликини әскәртиду.

аралниң мудапиәсигә һәмдәм болуп келиватқан америка, һәр йили тәйвәнгә милйардларчә долларлиқ қорал сетип бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر