сүрийәлик өктичиләр әсәд қисимлириға қарши кәң көләмлик һуҗумға өтти

сүрийәлик һәрбий өктичиләр бәшшар әсәд қисимлири вә иран йантайақ болуп келиватқан қораллиқ күчләргә қарши кәң көләмлик һуҗумға өтти.

1206037
сүрийәлик өктичиләр әсәд қисимлириға қарши кәң көләмлик һуҗумға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәлик һәрбий өктичиләр бәшшар әсәд қисимлири вә иран йантайақ болуп келиватқан қораллиқ күчләр тәрипидин тартивелинған идлибтики бәзи районларни қайтуруп елиш үчүн һәрбий һәрикәт қозғиди.

билдүрүлүшичә, «идлибтә сүркилишни азайитиш райони»да сүрийәлик һәрбий өктичиләр түнүгүн кәчтә һама вилайитиниң ғәрбий шималида әсәд қисимлири вә иран йантайақ болуп келиватқан террорлуқ тәшкилатлириға қарши һуҗумға өтүп, һава вилайитиниң ғәрбий шималидики бәзи йезиларни қайтуруп алған.  

икки тәрәп оттурисидики тоқунушларда нурғун әсәд әскириниң өлгәнлики, әсәдкә тәвә еғир типлиқ қоралларниң битчит қилинғанлиқи вә әсәдниң кәфрәнбудә һәрбий қоманданиниң әсәргә чүшкәнлики билдүрүлди.

әсәд қисимлири өктичиләр қайтуруп алған районларға һәм һавадин һәм қуруқлуқтин һуҗум қозғимақта.

районда икки тәрәп оттурисида кәскин тоқунушлар болмақта.


خەتكۈچ: #сүрийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر