һиндонезийәдә бир фирансийә пуқраси өлүмгә һөкүм қилинди

һиндонезийәдә зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән әйбилинип қолға елинған фирансийә пуқраси өлүм җазасиға һөкүм қилинди.

1205420
һиндонезийәдә бир фирансийә пуқраси өлүмгә һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: җакарта почтиси гезитиниң хәвәр қилишичә, өткән йили сентәбир ейида ломбок арилидики айродурумда 3 килогирамға йеқин зәһәрлик чекимлик маддиси билән қолға чүшүп қалған 35 йашлиқ фирансийә пуқраси феликс дорфин өлүм җазасиға һөкүм қилинған.

йүк – тақлири арисидин зәһәрлик чекимлик чиққан дорфинниң, зәһәрлик чекимлик әткәсчиликигә алақидар қанунниң 113 – маддисиға хилаплиқ қилиш билән әйибләнгәнлики билдүрүлди.

йанвар ейида назарәтханидин қачқан дорфин, аридин икки һәптә өткәндин кейин тутулуп қалғаниди.

һиндонезийә һөкүмити, зәһәрлик чекимликкә қарши күрәштә қаттиқ чарә – тәдбирләрни йолға қойған болуп, дөләт тәвәликидә 5 грамдин артуқ зәһәрлик чекимлик билән тутулуп қалғучиларға өлүм җазаси берилидиған әһвалларму болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر