сәдр: америка – иран уруши ирақни вәйран қилиду

ирақтики «сәдр һәрикити» ниң рәһбири муқтәда әссәдр, дөлитиниң америка қошма иштатлири билән иран оттурисида йүз бәргүси уруш еһтималлиқиға қарши җиддий позитсийә тутмиған тәқдирдә, бу урушниң ирақни вәйран қилидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурди.

1204680
сәдр: америка – иран уруши ирақни вәйран қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: сәдр аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «мән иран – америка қошма иштатлири оттурисида бир урушниң партлишини халимаймән. ирақниң бу уруш патқиқиға иттирилип, иран – америка оттурисидики тоқунуш саһәсигә айлинип қелишиниму халимаймән. һәммимиз ирақ хәлқи болуш сүпитимиз билән бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилмисақ вә җиддий позитсийә тутмисақ, у чағда урушниң партлишиниң алдини алалмаймиз, шуниң билән,  иран – америка уруши ирақни вәйран қилиду. дәрвәқә, нә ирақниң, нә ирақ хәлқиниң қандақтур бирәр урушниң еғирчилиқини көтүрәлигүдк һали йоқтур. бизниң тинчлиққа вә параванлиққа еһтийаҗимиз бардур, һәрқандақ бир тәрәп ирақни уруш патқиқиға иттирсә вә ирақниң бу уруш үчүн саһә болушиға сәвәбчи болса, ундақта, у ирақ хәлқиниң дүшмини болиду. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, америка қошма иштатлириму, иранму урушни халимайду, шуңа уруш партлиши үчүн иғвагәрлик қилинмаслиқи лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر