америка ирақтин кәчүрүм сориди

америка, өткән ай ирақниң шималидики кәркүктә бир һәрбий аптомобилға хата һалда һавадин зәрбә бәргәнлики үчүн бағдад даирилиридин кәчүрүм сориди.

1203916
америка ирақтин кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ ички ишлар министирлиқиға қарашлиқ федератип сақчи қоманданлиқи йазма байанат елан қилип, америкиниң ирақта турушлуқ вәкили җое ходниң пайтәхт бағдадтики федератип сақчи қоманданлиқ мәркизини зийарәт қилғанлиқини билдүрди.

ход, 24 – апрелда елип берилип бир сақчиниң өлүп кетиши, 2 сақчиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған хата һуҗум йүзисидин америка даирилириниң кәчүрүм сорайдиғанлиқини вә тәзийә билдүридиғанлиқини йәткүзди.

иттипақдаш күчләр қармиқидики америка айропиланлириниң 24 – апрелда кәркүктә федератип сақчи қоманданлиқиниң бир һәрбий аптомобилиға қилған һуҗумида 1 сақчи өлгән, 2 сақчи йариланғаниди.

даеш террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш қилиш 2014 – йили америка башчилиқида қурулған иттипақ сепидә ирақта 5 миң әтрапида америка әскири бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر