хитайниң шаңхәй шәһиридә бина өрүлүп чүшти
нурғун кишиниң шаңхәй шәһиридә өрүлүп чүшкән бинаниң астида қалғанлиқи тәхмин қилинмақта.
1202280
түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң шаңхәй шәһиридә өрүлүп чүшкән бир завут бинасиниң харабилиқи астидин 11 киши қутқузуп чиқилғанлиқи уқтурулди.
хитайниң алақидар мәсуллири шу йәрниң вақти саәт 11:00 әтрапида бина өрүлүп чүшкәнликини, тәхминән 20 кишиниң бина астида қалған болуши мумкинликини ейтти.
бина өрүлүп чүшкән җайға нурғун санда издәп қутқузуш, от өчүрүш вә җидий давалаш әтрәтлири йолланғанлиқи әскәртилди.
шаңхәйдикибинаниң үстүнки қәвитидә ремунт ишлири давамлишиватқан бир пәйттә өрүлүп чүшкәнлики билдүрүлмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанға һава һуҗуми қозғиди
исраилийә армийәси ливанниң җәнубиға кәң көләмлик һава һуҗуми қозғиди.