ирақму «S-400» башқурулидиған бомба системиси сетивилишни халайду

ирақниң москвада турушлуқ баш әлчиси айдар мәнсур һади ирақ һөкүмитиниң русийәдин «S-400» башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивилиш қаририға кәлгәнликини елан қилди.

1201910
ирақму «S-400» башқурулидиған бомба системиси сетивилишни халайду

 

түркийә авази радийоси хәвири: мәнсур һади русийәниң пайтәхти москвада чақирған ахбарат елан қилиш йиғинида русийә ширкәтлириниң ирақтики селинмилириниң ешишини арзу қилидиғанлиқини ейтти.

мәнсур һади русийә ширкәтлири билән болупму нефит вә тәбиий газ саһәсидә ғәлибилик һәмкарлиқ мунасивәтлирини давамлаштуриватқанлиқини әскәртип, «ирақта < Lukoil>, <Başneft>, <Rosneft> вә <Gazprom> ширкәтлириниң селинмилири бар. < Lukoil>ниң ирақтики селинмилири 9 милйон доллардин ашиду. бу селинмиларниң 30 милйон долларға чиқирилишиға даир йеңи тәләпләр мәвҗут» деди.

мәнсур һади ирақ билән русийә оттурисида өткүзүлгән «S-400» башқурулидиған бомба мудапиә системисиға алақидар музакириләр үстидиму тохтилип, «ирақ һөкүмити русийәдин <S-400> башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивилишни халайду. бирақ бу җәһәттә һазирчә бирәр йол хәритиси йоқ» деди. 

ирақниң русийәдин «S-400» башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивилишиға америкиниң тосқунлуқ қилишиниң мумкин йаки әмәслики һәққидики соалға җаваб бәргән мәнсур һади, «бу җәһәттә керәклик дипломатик қаналлар мәвҗут» деди.

русийә федератсийәси кеңиши мудапиә вә хәвпсизлик комитети башлиқи виктор бондарев мәлум мәзгил илгири елан қилған байанатида, ирақниң русийәдин «S-400» башқурулидиған бомба мудапиә системиси сетивилиш иқтидариға игә дөләтләр арисида икәнликини ейтқан иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر