нигерийәдә партлаш йүз бәрди

нигерийәниң шәрқий шималида террорлуқ тәшкилати боко һарам тәрипидин йол четигә орунлаштуруп қойулған минаниң һәрбий аптомобилниң өтүши җәрйанида партлиши нәтиҗисидә 5 әскәр һайатидин айрилди.

1201756
нигерийәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәр қилишичә, террорлуқ тәшкилати боко һарам борно өлкисигә қарашлиқ дамбоа шәһири әтрапида йол четигә орунлаштуруп қойған мина һәрбий аптомобилниң өтүши җәрйанида  партлиған. партлашта 5 әскәр һайатидин айрилған, көп санда әскәр йариланған.

мәлуматларға қариғанда, террорлуқ тәшкилати боко һарам йеқиндин буйан һәрбийләргә қаратқан һуҗумлирини көпәйткән.

террорлуқ тәшкилати боко һарамниң өткән һәптә борно өлкисигә қарашлиқ магумери йезисида һәрбий контирол нуқтисиға қилған қораллиқ һуҗумида 5 әскәр қаза қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر