зәриф түркмәнистанда дөләт ишлири зийаритидә болди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф дөләт ишлири зийаритидә болуватқан түркмәнистанниң пайтәхти ашхабатта пирезидент гурбангули бәрдимуһәммәдов вә ташқи ишлар министири рашит мәрәдов билән көрүшти.

1200316
зәриф түркмәнистанда дөләт ишлири зийаритидә болди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң интернет сәһиписигә чиқирилған байанатқа қариғанда, зәриф билән бәрдимуһәммәдов икки дөләт мунасивәтлири билән биргә район вә хәлқарадики муһим мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурған.

муһәммәд җәвад зәриф түркмәнистанлиқ мәнсәпдеши мәрәдов билән көрүшти. икки министирниң учришишида афғанистандики өзгиришләр, төмүр йоли тошумичилиқи вә земин тәвәликини бесип өтүш мәсилилири, енергийә вә електир саһәсидики һәмкарлиқ, икки дөләттә қамақта йетиватқан иран вә түркмәнистан пуқралириниң әһвали, һазар деңизи мәсилиси вә түркмәнистан пирезиденти гурбангули бәрдимуһәммәдовниң иранға қаритидиған зийарити қатарлиқ мәсилиләр бойичә пикир алмаштурулди.

учришишта мәрәдов зәрифниң түркмәнистан зийаритиниң әһмийитигә ишарәт қилип, иран билән барлиқ саһәләр бойичә мунасивәтләрни гүлләндүрүш җәһәттә сийасий ирадигә игә икәнликлирини билдүрди.

зәрифму, түркмәнистан билән иранниң көплигән ортақ мәнпәәти барлиқини вә икки дөләт мунасивәтлирини техиму гүлләндүрүшкә тәййар икәнликлирини әскәртти.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф вә һәмралиқидики һәйәт түнүгүн түркмәнистан пайтәхти ашхабатқа кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر