сири ланкадики террорлуқ һуҗумлириниң барлиқ мәсул җинайәтчилири бир тәрәп қилинди
сириланкада 21 – априлда йүз бәргән террорлуқ һуҗумлириниң барлиқ мәсул җинайәтчилириниң назарәткә елинғанлиқи вә йаки өлтүрүлгәнлики билдүрүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: сақчи идариси мудири вәкили җ. д. викрамаратнә, паскал байрими күни католик черкавлар, чоң меһманханилар вә хәлқ аммиси һуҗум нишани қилинған бомбилиқ һуҗумниң барлиқ мәсул җинайәтчилири вә һәмкарлашқучилириниң назарәткә елинғанлиқини вә йаки өлтүрүлгәнликини билдүрди.
җ. д. викрамаратнә, террорлуқ тәшкилати даешқа тәвә башқа һуҗумлардиму ишлитилиши үчүн сақланған көп миқдарда партлатқуч маддилириниң қолға чүшүрүлгәнликини ейтти.
җ. д. викрамаратнә черкав вә меһмланханиларға һуҗум қилған 7 адәм бомбиниң һәммисиниң нәқ мәйданда өлгәнликини билдүрүп, 1 – адәм бомба меһманханида бәдинидики бомбини партлатқандин кейин, йәнә бириниң меһманхана йатиқида өзини қошуп партлатқанлиқини, йәнә бирсиниң болса, тәслим болмаслиқ үчүн сақчилар билән етишиш җәрйанида өлгәнликини тәкитлиди.
сақчиларниң һуҗумға алақидар 73 гумандарни назарәткә алғанлиқини билдүрүп, даешқа қарши елип берилған һәрикәтләрдә тәшкилатқа тәвә банка һесаблиридики 140 миң доллар нәқ пулдин башқа йәнә, 40 милйон долларлиқ өй-земин, аптомобил вә зибу-зиннәт буйумлириниң тоңлитип қойулғанлиқи уқтурулди.
сири ланкада 21 – апрел йәкшәнбә күни христийанларниң муқәддәс байрими болған паскал байрими җәрйанида коччикадәдики сит антони черкави, катанадики сит себистийан черкави вә баттиколадики мәрйәм ана черкавлири билән пайтәхт коломбодики 5 йултузлуқ шаңгирила, киннамон гиранд вә киңгисбурий меһмансарайлирида шундақла деһиваладики меһманхана әтрапида вә дематогодадики көврүк йинида партлашлар йүз бәргән иди.
сири ланка даирилири һуҗумда 253 кишиниң өлгәнликини елан қилған иди.
бомба һуҗумлириниң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алған иди.