мисирда 13 гумандарға берилгән өлүм җазаси тәстиқланди

мисир ахбаратлирида «мисир әскәрлири» дәпму тонулған бир делода, алий сот мәһкимиси 13 гумандарға илгири берилгән өлүм җазасини қайта тәстиқлиди.

1196921
мисирда 13 гумандарға берилгән өлүм җазаси тәстиқланди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир ахбаратлирида «мисир әскәрлири» дәпму тонулған бир делода, алий сот мәһкимиси 13 гумандарға илгири берилгән өлүм җазасини қайта тәстиқлиди.

сот мәнбәлиридин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, алий сот мәһкимиси зорванлиқ қилиш вә адәм өлтүрүш билән әйибләнгән 13 гумандарға гиза җинаий ишлар сот мәһкимиси тәрипидин илгири берилгән өлүм җазасини тәстиқлиған.

бу қетимқи һөкүмниң ахирқи қарар икәнлики, мисир қанунлириға бинаән етираз билдүрүш вә йуқири сотқа қайта әрз сунуш йоллириниң пүтүнләй тақалғанлиқи, пәқәт пирезидентниңла әпу қилиш йаки җазани төвәнлитиш һөқуқиниң барлиқи билдүрүлди. 

2014йили ийул ейида сабиқ баш мупәттиш һишам бәрәкат, зорванлиққа арилишиш вә 6 сақчи мәмурини өлтүрүш җинайити билән әйибләп, мәзкур гумандарларниң делосини җинаий ишлар мәһкимисигә йоллиған иди.

гиза җинаий ишлар мәһкимиси 2017йили декабирда гумандарларни өлүм җазасиға һөкүм қилған болуп, гумандарларниң адвокатлири бу қарарға етираз билдүргәндин кейин, дело йәнә шу сот мәһкимисидә қайтидин көздин кәчүрүлгән, бирақ қарар өзгәрмигән иди. 

мисирда 2013йили қурулған «мисир әскәрлири тәшкилати» асасән сина йерим арилида сақчи вә әскәрләргә һуҗум қилишни башлиған вә 2015йили америка тәрипидин террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзүлгән иди.

мисирда 2015йили март ейидин 2019йили февралғичә болған арилиқта асаслиқ көп қисми мусулман қериндашлар тәшклати әзалири икәнлики билдүрүлгән 42 гумандарниң өлүм җазаси рәсмий иҗра қилинған иди.

бүгүн (7-май) йуқири сотқа әрз сунуш имканийити йоқлуқи билдүрүлгән мәзкур 13 гумандарниң өлүм җазасиниң иҗра қилиниши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر