җо байдин америка пирезидентлиқ сайлимиға қатнишидиғанлиқини елан қилди
американиң сабиқ пирезиденти обама мәзгилидә муавин пирезидент болған җо байдин 2020-йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида, демократларниң намзат намзати болғанлиқини рәсмий елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин твиттерда 2020-йили өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимида демократ партийәсиниң намзат намзати болидиғанлиқини елан қилди.
у: «бу дөләтниң роһи үчүн күрәш ичидә туруватимиз. пирезидент трампниң ақсарайда сәккиз йил турушиға рухсәт қилсақ, дөләтниң характерини мәңгүгә вә улидин өзгәртивитиду. буниңға қарап туралмаймиз» деди.
җо байдинға йеқин кишиләрниң билдүрүшичә, сабиқ муавин пирезидент сайлам риқабитигә қатнишиш үчүн барлиқ тәййарлиқлирини пүткүзгән.
узун вақиттин буйан сайлам риқабитигә қатнишип-қатнашмайдиғанлиқи һәққидики қарари зор қизиқиш қозғиған 76 йашлиқ җо байдинниң, сайлам сәпәрвәрлик паалийәтлиридики асаслиқ темисини, америка пирезиденти трампни йеңәләйдиған вә партийәни бир йәргә җәм қилалайдиған бирдинбир демократ намзатиниң өзи икәнликигә мәркәзләштүридиғанлиқи қәйт қилинған иди.
хәлқ райини синаш нәтиҗилиригә асасланғанда, җо байдин демократ сайлиғучилар арисида әң көп қоллашқа еришидиған киши икән. монмавс универстети (Monmouth) елан қилған бир тәкшүрүш нәтиҗисидә көрситилишичә, җо байдин демократ сайлиғучиларниң %27 қоллишиға еришип, тизимликниң бешидин орун алған. вермонт (Vermont) иштатидин кеңәш палата әзаси берни сандерс (Bernie Sanders) %20 қоллашқа еришип, тизимликтә иккинчи орунда турған. америкада 2020-йили 3-нойабир 59-нөвәтлик пирезидентлиқ сайлими өткүзүлиду. демократлардики нурғун сийасәтчи униңдин бурун партийәниң намзат намзати болуш үчүн өзара риқабәтлишиду.
җумһурийәтчиләрдин пирезидент доналд трампниң иккинчи нөвәт пирезидент болуш үчүн сайламда намзат болидиғанлиқи күтүлмәктә.